Мәзмунға өтүш

Йәһва гувачилириниң җамаәт жиғилишлири

Җамаәт жиғилишлиримиз һәққидә мәлумат елиң. Җамаәт жиғилиши өткүзүлидиған сизгә әң йеқин җайни издәң.

Сизгә йеқин җайни тепиш (opens new window)

Учришишлиримиз қандақ өтиду?

Йәһва гувачилири Худаға ибадәт қилиш үчүн һәптисигә икки қетим учришиш өткүзиду (Ибранийларға 10:24, 25). Бу учришишларда биз Муқәддәс китаптики тәлимләрни вә уларни һаятимизда қандақ қоллиналайдиғанлиғимизни қараштуримиз.

Җамаәт учришишлиридики муһакимигә тиңшиғучилар өз ихтияри билән қатнишалайду. Учришишлиримиз нахша вә дуа билән башлиниду һәм аяқлишиду.

Учришишлиримизға қатнишиш үчүн Йәһва гувачилириниң бири болушиңиз шәрт әмәс. Биз һәммисини тәклип қилимиз. Кириш һәқсиз һәм ианә бериш тәләп қилинмайду.