Мәзмунға өтүш

Йәһва гувачилири башқа дин ишлириға арилишамду?

Йәһва гувачилири башқа дин ишлириға арилишамду?

 Йәһва гувачилири иман-етиқат тоғрилиқ һәрқандақ дин вәкиллири билән сөһбәтлишишкә тәйяр. Лекин улар башқа дин ишлириға арилашмайду, йәни уларниңкидин пәриқлинидиған тәлимлири бар кишиләргә қошулуп Худаға ибадәт қилмайду. Муқәддәс китап Худаниң һәқиқий хизмәтчилириниң арисида инақлиқ һөкүм сүрүши керәк дәйду. Буниң үчүн авал уларниң тәлимлири бир-биригә уйғун болуши керәк (Әфәсликләргә 4:16; Коринтлиқларға 1-хәт 1:10; Филипиликләргә 2:2). Әлвәттә, сөйгү-муһәббәт, рәһим-шәпқәт вә кәчүрүмчанлиқ қатарлиқ есил пәзиләтләрни көрситиш чоң әһмийәткә егә. Амма Муқәддәс Язмилардики тоғра билимгә асасланмиған диний етиқат бекардур (Римлиқларға 10:2, 3).

 Башқа динға етиқат қилидиған кишиләргә қошулуп, Худаға ибадәт қилиш Муқәддәс китапта тәңсиз боюнтуруққа четилиш билән селиштурулған. Бу Худаниң һәқиқий хизмәтчилириниң иман-етиқадиға зиян йәткүзүши мүмкин (Коринтлиқларға 2-хәт 6:14—17). Шуңа һәзрити Әйса шагиртлири башқа дин ишлириға арилашмаслиғи керәклигини ейтқан (Мәтта 12:30; Йоһан 14:6). Униңдин башқа, Муса пәйғәмбәр арқилиқ берилгән Тәврат қанунида исраилларға хошна хәлиқләргә қошулуп, уларниң илаһлириға чоқунуш мәнъий қилинған еди (Чиқиш 34:11—14). Кейинирәк садиқ исраиллар башқа хәлиқләрниң ярдимини рәт қилған, чүнки бу башқа дин вәкиллири билән диний иттипақ түзүшкә охшаш болатти (Әзра 4:1—3).

Йәһва гувачилири башқа динға етиқат қилғучилар билән сөһбәтлишәмду?

 Һә-ә. Йәһва гувачилири хуш хәвәрни йәткүзгән әлчи Паулға охшаш, мүмкинқәдәр көпирәк кишиләргә вәз қилип, уларниң ой-пикирлири вә диний етиқадини чүшинишкә тиришиду (Коринтлиқларға 1-хәт 9:19—22). Улар билән сөһбәтләшкәндә, Гувачилар Муқәддәс китаптики мәслиһәткә қәтъий әмәл қилип, башқиларға «мулайимлиқ вә чоңқур һөрмәт билән» муамилә қилиду (Петрусниң 1-хети 3:15).