Мәзмунға өтүш

СӨҺБӘТ | РАКЕЛЬ ХОЛЛ

Йәһудий бир аял өз иман-етиқадини немә үчүн тәкшүрүп көргәнлигини ейтип бериду

Йәһудий бир аял өз иман-етиқадини немә үчүн тәкшүрүп көргәнлигини ейтип бериду

Ракель Холл исимлиқ аял йәһудий аял билән йәһудий динини қобул қилған австриялик кишиниң аилисидә туғулди. Анисиниң ата-аниси сионистлар болуп, 1948-жили мустәқил дөләткә айланған Исраилға көчүп кәткән. «Ойғиниш!» журналиниң мухбири Ракельдин немә үчүн у өз иман-етиқадини тәкшүрүп көрүшни қарар қилғанлиғини сориди.

Келип чиқишиңиз һәққидә ейтип бериң

Мән 1979-жили Қошма Штатларда туғулдум. 3 йешимда ата-анам аҗришип кәтти. Апам маңа йәһудийларниң урп-адәтлирини сиңдүрүп, өстүргән вә мени йәһудийларниң мәктивигә оқушқа әвәткән. 7 йешимда Исраил дөлитигә көчүп, мән кубут дәп аталған әмгәкчи йезисиниң мәктивигә оқушқа чүштүм. Андин апам билән иккимиз Мексикиға көчүп кәттуқ.

Гәрчә биз яшиған җайда бирму йәһудий ибадәтханиси болмиған болсиму, мән йәнила йәһудий урп-адәтлири бойичә яшашни давамлаштуруп, адәттикидәк шәнбә күнидә шамларни яндураттим, Тәврат китавини оқаттим вә сиддур дегән китапниң ярдимидә дуа қилаттим. Синипдашлиримға динимниң әң қедимий вә һәқиқий екәнлигини ейтип берәттим. Мән Әйса Мәсиһниң хизмити вә тәлимлирини баян қилған Йеңи Әһдини (бәзидә бу китап Инҗил дәпму атилиду) һечқачан оқуматтим. Апам бу китаптики тәлимләр мени напак қилиду дәп агаһландуратти.

Немә үчүн Йеңи Әһдини оқушни қарар қилдиңиз?

17 яшқа киргәндә, билим елишни давамлаштуруш үчүн Қошма Штатларға қайтип кәлдим. У йәрдә өзини мәсиһий дәп атиған бир тонушум маңа һаятиңизда Әйса Мәсиһ болмиса, һаят әһмийәтсиз болиду деди.

Мән униңға: «Пәқәт адашқан адәмләр Әйсаға ишиниду»,— дедим.

«Йеңи Әһдини оқуп баққанму?»— дәп сориди у.

«Яқ»,— дәп җавап бәрдим.

«Ундақта, сиз қандақму техи оқуп бақмиған нәрсиләрни чүшинимән дәйсиз?»— дәп мениңдин сориди.

Униң сөзлири худди жүригимгә пичақ санчилғандәк болди, чүнки мән қарғуларчә ой-пикирни баян қиливатқан адәмни ахмақ дәп қараттим. Буниңдин интайин хиҗил болдум. Мән униңдин Муқәддәс китавини елип, Йеңи Әһдини оқушқа башлидим.

Оқуғанлириңиз сизгә қандақ тәсир қилди?

Йеңи Әһдини язған кишиләр йәһудий болғанлиғини биливелип, һәйран қалдим. Уни көпирәк оқуғансири, Әйса пәйғәмбәрниң қанчилик меһрибан, кәмтәр екәнлигини вә башқиларға һәрдайим ярдәм қолини сунушни халиғанлиғини яхширақ чүшинишкә башлидим. Һәтта китапханида у тоғрисидики китапларни елип оқуп чиқтим. Лекин бу китапларниң бириму мени униң Мәсиһ екәнлигигә ишәндүрәлмәтти. Һәтта бәзи китаплар Әйсани Худа дәп атиди. Мән бу тәлимат мутләқ әқилгә сиғмайдиған бир ойдурма дәп ойлаттим. Мән өз-өзүмдин: «Әгәр у шундақ болған болса, Әйса кимгә дуа қилатти? Өз-өзигиму? Йәнә буниң үстигә у өлүк еди. Муқәддәс китапта Худа һәққидә “Сән өлмәйсән” дейилгән әмәсму?» a,— дәп сораттим.

Бу соалларға қандақ җавап таптиңиз?

Һәқиқәт һечқачан өз-өзигә қарму-қарши болмайду, шуңа һәқиқәтни тепишқа бәл бағлиған едим. Мән бир күни сиддурдин пайдиланмай, Худаға чин көңлүмдин жиғлап дуа қилдим. Дуайим түгимәй турупла, кимду-бирси ишигимни тақилдатти. Бу икки киши Йәһва гувачилири еди. Улар маңа Муқәддәс Язмиларни тәтқиқ қилиш үчүн бир китапни бәрди. Бу китапниң ярдимидә вә Гувачилар билән болған кейинки сөһбәтләр нәтиҗисидә уларниң тәлимлири Муқәддәс китапқа асаслинидиғанлиғиға көрүп йәттим. Мәсилән, улар һәзрити Әйсаниң үчбирликниң бир қисми әмәс, бәлки пәқәт «Худаниң оғли» b вә «Худаниң яратмилиридин тунҗиси» c дәп үгитиду.

Көп вақит өтмәй, мән Мексикиға қайттим вә у йәрдә Йәһва гувачилири билән Мәсиһ һәққидики пәйғәмбәрлик сөзләрни тәтқиқ қилишни давамлаштурдум. Бу бәшарәтләрниң қанчилик көплигидин һәйран қалдим. Амма қәлбимдә мәлум бир гуман мени ойландуратти: «Бәшарәтләр пәқәт Әйсада әмәлгә аштиму? У өз ролини иҗра қилған маһир актер болған болсичу?

Көзқаришиңизни тамамән өзгәртишиңизгә немә ярдәм бәрди?

Йәһва гувачилири маңа Муқәддәс китаптики бәшарәтләрни бирму актер иҗра қилип әмәлгә ашуралмайдиғанлиғини көрситип бәрди. Мәсилән, Мәсиһниң туғулушидин 700 жил илгири Мика пәйғәмбәр Мәсиһниң Йәһуда зиминидики Бәйтләһәм d шәһиридә дунияға келидиғанлиғини билгән. Йәшая пәйғәмбәр болса, Мәсиһниң қәбиһ җинайәтчи сүпитидә өлтүрүлидиғанлиғини вә байлар билән биргә қәбиргә йәрлинидиғанлиғини бәшарәт қилған e. Мошу бәшарәтләрниң һәммиси Әйса пәйғәмбәрдә әмәлгә ашурулған еди.

Дәлил-испатларниң ахирқи қисми Әйса Мәсиһниң келип чиқиши билән бағлинишлиқ. Муқәддәс Язмиларда Мәсиһниң падиша Давутниң әвлади f болидиғанлиғи бәшарәт қилинған. Қедимда йәһудийлар нәсәпнамиси һәм бирәр кишиниң һәм аммивий архивлирида сақлинип қалатти. Әгәр Әйса Мәсиһ Давут падиша нәслидин чиқмиған болса, дүшмәнлири буни һәммә йәрләрдә җакалиған болатти! Лекин улар буни қилалмиған, сәвәви Әйса Мәсиһниң падиша Давут нәслидин чиққанлиғи шүбһисиз еди. Һәтта халайиқ уни «Давутниң оғли» g дәп чақирған.

Әйса пәйғәмбәр өлүп, 37 жил өткәндин кейин милади 70 жили Рим қошуни Йерусалимни вәйран қилған вә нәсәпнамиләрму йоқап кәткән яки йоқ қилинған еди. Шуңа кишиләр Мәсиһниң келип чиқишини нәсәпнамиләр бойичә тәкшүрәлиши үчүн һәзрити Әйса милади 70 жилидин илгири дунияға келиши керәк еди.

Бу сизгә қандақ тәсир қилди?

Худа Тәврат қанунида Исраил хәлқи арисида Муса пәйғәмбәргә охшаш йәнә бир пәйғәмбәрниң болидиғанлиғи һәққидә мундақ бәшарәт қилған: «Ким шу пәйғәмбәрниң Мениң намимдин ейтқан сөзлиригә қулақ салмиса, Мән у кишини җавапқа тартимән» (Қанун шәрһи 18:18, 19). Пүткүл Муқәддәс Язмиларни чоңқур тәтқиқ қилиш арқилиқ насирәлик Әйсаниң нәқ шу пәйғәмбәр болғанлиғиға көз йәткүздүм.

f Йәшая 9:6, 7; Луқа 1:30—32; Мәтта китавидики 1-бапта һәзрити Әйсаниң нәсәпнамиси атиси тәрипидин, Луқа китавидики 3-бапта болса, униң аниси тәрипидин кәлтүрүлгән.