Йоһан 2:1—25

2  Үчинчи күни Җәлилийәниң Кана шәһиридә бир той болди, Әйсаниң анисиму шу йәрдә еди.  Әйса һәм униң шагиртлириму бу тойға тәклип қилинди.  Шарап түгәп қалғанда Әйсаниң аниси униңға: «Уларниң шараплири түгәп қапту»,— деди.  Әйса униңға: «Ана, буниң билән немә ишимиз бар? Мениң вақит-саатим техи кәлмиди»,— деди.  Шунда аниси хизмәтчиләргә: «У силәргә немә десә, шуни қилиңлар»,— деди.  У өйдә йәһудийларниң тазилиниш қаидисини ада қилиш үчүн ишлитилидиған, һәрбиригә 44—66 литр су сиғидиған, алтә таш туң турған еди.  Әйса хизмәтчиләргә: «Туңларға су толтуруңлар»,— дәп буйриди. Улар туңларни лиқ толтурушти.  Андин Әйса уларға: «Әнди бир чөмүч шарап елип, зияпәт башқурғучиға апирип бериңлар»,— деди. Улар апирип бәрди.  Зияпәт башқурғучи шарапқа айланған суни тетип көрүп, (у униң қәйәрдин кәлгәнлигини билмәтти, буни пәқәт суни елип кәлгән хизмәтчиләрла биләтти) зияпәт башқурғучи той жигитни чақирип, 10  униңға: «Һәрким авал яхши шарапни қуйиду, кәйпә қилишқандин кейин, начарини бериду. Сән болсаң яхши шарапни мошу кәмгичә сақлапсән»,— деди. 11  Әйса буни Җәлилийәниң Кана шәһиридә намайиш қилип, мөҗүзиләрни көрситишни башлиди. У йәрдә у өзиниң шан-шәрипини аян қилди вә шагиртлири униңға ишәнди. 12  Шуниңдин кейин Әйса аниси, инилири вә шагиртлири билән Кәпәрнаһумға берип, у йәрдә бираз турди. 13  Йәһудийларниң Песах яки Қутқузулуш мәйрими йеқинлишип қалғини үчүн, Әйса Йерусалимға барди. 14  У мәркизий ибадәтханида топақ, қой һәм кәптәр сатқучиларни һәм у йәрдә олтирип, пул алмаштуриватқан кишиләрни көрди. 15  Шу чағда ағамчидин қамча ясап, һәммисини қой вә топақлири билән биллә мәркизий ибадәтханидин қоғлап чиқти. Пул алмаштуридиғанларниң үстәллирини өрүп, пуллирини чечивәтти 16  вә кәптәр сатқучиларға: «Буларни бу йәрдин йоқитиңлар! Атамниң өйини базарға айландурмаңлар!»— деди. 17  Шу мәзгилдә униң шагиртлири: «Сениң өйүңгә болған қизғинлиғим мениңда көйди», дәп йезилған сөзләрни әслиди. 18  Шу чағда йәһудийлар: «Бундақ қилишқа һоқуқиң барлиғини қандақ карамәт билән испатлайсән?»— дәп сориди. 19  Әйса уларға мундақ җавап бәрди: «Бу ибадәтханини бузуветиңлар, мән үч күн ичидә уни тикләймән». 20  Шу чағда йәһудийлар: «Бу мәркизий ибадәтхана 46 жилда қурулған, сән уни үч күндә тикләп чиқмақчимусән?»— дәп етираз билдүрди. 21  Лекин Әйса мәркизий ибадәтхана дәп, өзиниң тенини нәзәрдә тутқан еди. 22  Әйса өлүп тирилгәндин кейин, шагиртлири униң бу ейтқинини есиға алди вә Муқәддәс Язмиларға һәм Әйсаниң сөзлиригә ишәнди. 23  Әйса Йерусалимда Песах мәйримидә болғанда, көплигән адәмләр униң қиливатқан мөҗүзилирини көрүп, униң исмиға ишәнди. 24  Лекин Әйса уларниң һәммисини билгәнлиги үчүн, уларға ишәнч қилматти, 25  сәвәви, униңға инсан һәққидә бирәр мәлуматниң һаҗити йоқ еди, чүнки у өзи инсанниң дилида немә барлиғини биләтти.

Изаһәтләр