Мәзмунға өтүш

Немә үчүн Әйса Мәсиһниң қурбанлиғи инсанлар үчүн төләм болалиған?

Немә үчүн Әйса Мәсиһниң қурбанлиғи инсанлар үчүн төләм болалиған?

Муқәддәс китаптики җавап

 Худа Әйса Мәсиһниң төләм қурбанлиғи арқилиқ инсанларни гуна вә өлүм қуллиғидин азатлиққа чиқириду. Муқәддәс китапта һәзрити Әйса өз қенини төкүп, төләм қурбанлиғиниң һәққини бәргәнлиги йезилған (Әфәсликләргә 1:7; Петрусниң 1-хети 1:18, 19). Шуңа, Әйса пәйғәмбәр өзи бу тоғрилиқ мундақ дегән: «Инсан Оғли... җенини нурғунлар үчүн төләм сүпитидә беришкә кәлди» (Мәтта 20:28).

Немә үчүн нурғунлар төләмгә муһтаҗ еди?

 Тунҗа инсан Адәм ата гунадин хали вә мукәммәл болуп яритилған еди. У мәңгү яшаш пурситигә егә болған. Бирақ у Худаға итаәтсизлик қилғач, бу пурсәттин мәһрум еди (Яритилиш 3:17—19). Кейинирәк у пәрзәнтләрни көрүп, уларниң арисида гуна тарқалған (Римлиқларға 5:12). Шуңа, Муқәддәс китапта Адәм атиниң өзини вә әвлатлирини гуна билән өлүмгә сатқанлиғи йезилған (Римлиқларға 7:14). Адәм ата йоқатқан мукәммәл һаят үчүн төләм төләш һечбиримизниң қолидин кәлмәйду. Сәвәви һәммимиз гунакар бәндиләр (Зәбур 49:7, 8).

 Худа шундақ амалсиз әһвалға чүшүп қалған Адәм атиниң әвлатлириға рәһим-шәпқәт көрсәткән (Йоһан 3:16). Амма, һемишәм Өзиниң адаләтлик өлчәмлиригә мас һәрикәт қиливатқан Худа үчүн гуналарни кәчүрүп көзни жумуш мүмкин әмәс еди (Зәбур 89:14; Римлиқларға 3:23—26). Шуниң билән Яратқучи Йәһва инсанларни қаттиқ сөйгәч, уларниң гуналирини пәқәт кәчүрүш үчүнла әмәс, бәлки уларни гуналиридин азатлиққа чиқириш үчүнму зөрүр болған бир қанунлуқ асас яритип бәргән (Римлиқларға 5:6—8). Бу қанунлуқ асас төләмдур.

Төләм немиләрни өз ичигә алиду?

 Муқәддәс китаптики төләм дегән сөз үч җәһәтни өз ичигә алиду:

  1.   Бирәр нәрсә үчүн төлинидиған һәқ (Санлар 3:46, 47).

  2.   Азатлиққа чиқириш (Чиқиш 21:30).

  3.   Сетилған нәрсиниң баһасиға мувапиқ тәннәрқи.

 Келиң, Әйса Мәсиһниң төләм қурбанлиғи бу үч җәһәткә қандақ мас келидиғанлиғини көрүп чиқайли.

  1.   Төлинидиған һәқ. Муқәддәс китап Мәсиһ әгәшкүчилириниң «қиммәт баһаға сетип» елинғанлиғини дегән (Коринтлиқларға 1-хәт 6:20; 7:23). Баһа һәзрити Әйсаниң төккән қенини билдүриду. У «һәрқандақ қәбилә, тил, хәлиқ вә милләттин Худа үчүн адәмләрни» сетивалған (Вәһий 5:8, 9).

  2.   Азатлиққа чиқириш. Әйса Мәсиһниң төләм қурбанлиғи инсанларни гуналиридин азатлиққа чиқириду (Коринтлиқларға 1-хәт 1:30; Колосилиқларға 1:14; Ибранийларға 9:15).

  3.   Сетилған нәрсиниң баһасиға мувапиқ тәннәрқи. Һәзрити Әйсаниң төләм қурбанлиғи Адәм ата йоқатқан мукәммәл һаятқа мувапиқ (Коринтлиқларға 1-хәт 15:21, 22, 45, 46). Муқәддәс китапта: «Бир инсанниң итаәтсизлиги нурғунлирини гунакар қилғинидәк, бир инсанниң итаәтчанлиғи нурғунлирини һәққаний қилиду»,— дәп йезилған (Римлиқларға 5:19). Бу айәт қандақ қилип бир инсанниң өлүми нурғун гунакарлар үчүн төләм болалиғанлиғини чүшәндүриду. Ениқки, Әйса Мәсиһниң төләм қурбанлиғи униң бәрикитини һис қилишқа керәклик қәдәмләрни басқанларниң «һәммиси үчүн мувапиқ төләмдәк» болған (Тимотийға 1-хәт 2:5, 6).